иран даешниң видеосиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, интиқам алидиғанлиқини җакарлиди

иран инқилаб муһапизәтчилириниң чәт әлләрдики һәрбий вә истихбарат паалийәтлирини иҗра қилишқа мәсул қуддус күчлири қомандани биригада генерали қасим сулаймани, даешниң видеосиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

788238
иран даешниң видеосиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, интиқам алидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран инқилаб муһапизәтчилириниң чәт әлләрдики һәрбий вә истихбарат паалийәтлирини иҗра қилишқа мәсул қуддус күчлири қомандани биригада генерали қасим сулаймани, даешниң дөлитигә тәһдит селип тарқатқан видеосиға қаттиқ наразилиқ билдүрди вә «шеһидимизниң кесилгән боғузи билән қәсәмки, һәммисини өлтүрмәй турмаймиз» дейиш арқилиқ интиқам алидиғанлиқлирини җакарлиған болди.

ирақ – сүрийә чеграсиға җайлашқан танаф районида дүшәнбә күни йүз бәргән тоқунуш җәрйанида иранлиқ әскәр муһсин һуҗәҗини әсир еливалған даеш террорлуқ тәшкилати, әскәрниң боғузини кәскән көрүнүшләрни интернетта тарқатқаниди.

даеш алдинқи күниму парсчә бир син көрүнүши тарқитип, иранға теһранда йеңи вәқәләрни пәйда қилидиғанлиқини ейтип тәһдит салғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر