вейетнамда денги қизитмиси бактерийәсидин йуқумлинип өлгәнләр сани көпәймәктә

вийетнамниң пайтәхти ханойда 5 миңға йеқин кишидә денги қизитмиси бактерийәси байқалғанлиқи әскәртилди.

788266
вейетнамда денги қизитмиси бактерийәсидин йуқумлинип өлгәнләр сани көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: вийетнамда йеқинқи икки һәптидә денги қизитмиси бактерийәси билән йуқумланған 6 адәм һайатидин айрилип, мушу йил ичидә һайатидин айрилғанлар омумий сани 23 кә йәтти.

вийетнамниң пайтәхти ханойда 5 миңға йеқин кишидә денги қизитмиси бактерийәси байқалғанлиқи әскәртилди. вийетнам сәһийә министирлиқи, мушу йил ичидә кәм дегәндиму 82 миң кишидә денги қизитмиси бактерийәси байқалғанлиқини, 23 кишиниң мушу кесәллик сәвәбидин һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

денги қизитмиси бактерийәси инсанларға паша арқилиқ йуқидиған болуп, адәттә йәңгил қизиш пәйда қилиду, бәзи әһвалларда кишиниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқириду.

билим дунйаси, қаттиқ иссиқ вә узун давамлашқан һөл – йеғинниң бәзгәк вә денги қизитмисиға дучар қилидиған пашиларниң көпийишигә сәвәб болидиғанлиқини тәкитләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر