шималий корейә америкиға қачан һуҗум қилидиғанлиқини билдүрди

вашингтон  вә пийоңйаң оттурисидики башқурулидиған бомба сүркилиши барғансери әвҗ елип кетиватқан бир пәйттә, шималий корейә америкиға қачан һуҗум қилидиғанлиқини билдүрди.

787157
шималий корейә америкиға қачан һуҗум қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, пийоңйаң һөкүмити америкиниң гуам арилиға мушу айниң оттурилири 4 данә оттура мусапилиқ башқурулидиған бомба атидикән.

шималий корейә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, «пиланимизни түзимиз вә гуамға һуҗум қилиш үчүн баш қоманданимиз (ким җуңун) ниң буйруқини күтимиз» дейилди.

байанатта тәпсилий мәлумат берилгән пиланға асасланғанда, корейә хәлқ армийәси тәрипидин етилидиған Hwasong-12  намлиқ  башқурулидиған бомбилар 3357 километирлиқ мусапиға йетип баралайдикән һәмдә гуам арилириниң 30 – 40 километир саһилиға чүшидикән. башқурулидиған бомбилар йапонийәниң шиманее, хирошима вә коичи районлириниң үстидин учидикән.

шималий корейә һөкүмити америка пирезиденти трампниң «шималий корейә тәһдит селишни тохтатса йахши болиду, болмиса атәш вә ғәзәп билән җаваб қайтурулиду» тәриқисидики сөзлирини «қуруқ гәп» дәп атиди.

корейә хәлқ армийәсиниң қомандани ким ракгйом трамп үчүн, «мәнтиқилиқ пикир йүргүзәлмәйдиған бу адәм билән мәнилик дийалог орнитиш мумкин әмәс» деди.

игилинишичә, тинч окйаға җайлашқан вә шималий корейәдин 3400 километир йирақлиқтики гуам арилида B-1  типлиқ бомбардиманчи айропиланлар тәрипидин җәнубий корейәдики һава армийәси саһәсидики учушлардин кейин май қачилаш үчүн ишлитилидиған андерсон һава армийәзи базиси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر