трамп, америка пирезидентлириниң мәтбуаттин йирақ туруш рекортини бузуп ташлиди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп вәзипә тапшуруп алғандин буйан пәқәт бир қетимла медийа мәнсуплири билән сөһбәт йиғини өткүзди.

785988
трамп, америка пирезидентлириниң мәтбуаттин йирақ туруш рекортини бузуп ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: с н н телевизийә қанили, трампниң 20 – йанварда вәзипә тапшуруп алғандин буйанқи 200 күндә пәқәт бирла қетим, йәни 16 – февралда медийа мәнсуплири билән сөһбәт өткүзүп рекорт йаратқанлиқини хәвәр қилди. хәвәрдә көрситилишичә, трамп 1953 – йилидин буйан вәзипә тапшуруп алғандин кейинки дәсләпки 200 күндә әң аз мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән пирезидент болған.

алдинқи пирезидент барак обама охшаш мәзгилдә 9؛ җонсон 19؛ җорҗ буш 18 қетим мәтбуат мәнсуплириниң соаллириға җаваб бериш үчүн йиғин чақирғаниди.

буниңдин сирт, трамп вәзипә тапшуруп алғандин буйан мәхсус катипини, бир мәхсус катип йардәмчиси вә 3 учур – алақә ишлири директори вә бир байанатчисини алмаштуруп болди. башқичә қилип ейтқанда, трампниң 7 айлиқ пирезидентлиқи мәзгилидә ақсарайда әң көп өзгиришни баштин кәчүргән орун, учур – алақә директорлуқи болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر