тәлафәр һәрбий һәрикитиниң тәййарлиқлири ахирлашти

ирақ дөләт мудапиә министирлиқи түркмәнләр көп санлиқни игиләйдиған тәлафәр наһийәсини террорлуқ тәшкилати даештин тазилаш һәрбий һәрикитини башлаш үчүн тәййарлиқ хизмәтләрниң ахирлашқанлиқини елан қилди.

784977
тәлафәр һәрбий һәрикитиниң тәййарлиқлири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқи тәлафәр наһийәсини террорлуқ тәшкилати даештин қутқузуш һәрбий һәрикитиниң тәййарлиқ хизмәтлири тоғрисида йазма байанат елан қилди. байанатта, барлиқ һәрбий органларниң тәлафәр һәрбий һәрикитигә тәййар икәнлики вә шиә һашди қораллиқ күчлириниң һәрбий һәрикәткә актип қатнишидиғанлиқи, шундақла ирақ һәрбий айропиланлириниң даеш нуқтилирини бомбардиман қилидиғанлиқи билдүрүлди.

ирақ парламент башлиқи сәлим әлҗубури американиң бағдадта турушлуқ баш әлчиси доглас силлиман билән көрүшкәндин кейин елан қилған байанатида, шәрқ вә ғәрб тәрәптики террорлуқ тәшкилати даешниң контроллуқида туруватқан земинларни қутқузуш үчүн хәлқаралиқ бирләшмә қисим билән техиму көп һәмкарлиқ орнитиш керәкликини әскәртти.

сәлим әлҗубури америка баш әлчиси силлиманниң бағдад һөкүмитиниң террорлуққа қарши күришигә алаһидә көңүл бөлгәнликлирини ейтқанлиқини, буниң ирақниң земин пүтүнлүки вә муқимлиқини қоғдашта муһим қәдәм икәнликини тәкитлиди.

ирақ баш министири һайдар әлибадиму икки күн бурун бағдадта елан қилған байатида, тәлафәрни террорлуқ тәшкилати даештин тазилаш һәрбий һәрикити үчүн барлиқ тәййарлиқларниң ахирлашқанлиқини билдүргән иди.

террорлуқ тәшкилати даеш мусулниң ғәрбигә 63 километир келидиған, түркмәнләр нопуси көп санлиқни игиләйдиған тәлафәрни 2014-йили 16-ийунда игәлливалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر