йапонийә: парс қолтуқи киризиси дийалог арқилиқ һәл қилиниши лазим

йапонийә баш министири шинзо абиниң алаһидә мәслиһәтчиси кентаро соноура, қатар билән бәзи әрәб дөләтлири арисидики киризисни дийалог арқилиқ һәл қилишқа чақирди.

784575
йапонийә: парс қолтуқи киризиси дийалог арқилиқ һәл қилиниши лазим

түркийә авази радийоси хәвири: қатар рәсмий хәвәр агентлиқи – қна, қатарда зийарәттә болған йапонийә баш министири шинзо абиниң алаһидә мәслиһәтчиси соноураниң пайтәхт доһада қатар ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман бин җасим ал сани билән көрүшкәнликини؛ учришишта, ал саниниң соноураға дөлити билән бәзи әрәб әллири арисидики киризис вә мәзкур дөләтләрниң қатарға йүргүзгән ембарголири тоғрисида мәлумат бәргәнликини хәвәр қилди.

йапон мәслиһәтчи соноура, оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқни сақлап қелиш үчүн, парс қолтуқи әллири һәмкарлиқ кеңишигә әза дөләтләрниң бирликини сақлап қелишиниң муһимлиқини тәкитлигән һалда, дөлитиниң кувәйтниң мурәссәләштүргүчиликини қоллайдиғанлиқиға, киризисниң дийалог арқилиқ һәл қилинишиниң муһимлиқиға ишарәт қилип өтти.

парс қолтуқи киризиси, 5 – ийунда сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир даирилириниң қатар билән пүткүл дипломатик мунасивәтлирини үзгәнликини җакарлиши билән башлиғаниди.

қатарни муһасиригә алған мәзкур 4 дөләт, мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш үчүн, доһа даирилиригә 13 маддилиқ тәләпләр тизимликини сунған, қатар болса, хәлқара қанунға хилап һечқандақ бир тәләпниң қобул қилинмайдиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر