косовада 2 җамәгә һуҗум қилинди

косова даирилири буниң исламға өчмәнлик қилиш характерлик һуҗум икәнликини ейтти.

783023
косовада 2 җамәгә һуҗум қилинди

түркийә авази радйоси хәвири: косованиң пайтәхти пириштинада түркийә һәмкарлиқ вә корденатсийә идариси «TİKA» тәрипидин ремонт қилип берилгән фатиһ султан мәһмәт паша җамәси билән йашар паша җамәсиниң ләвһәлиригә исламға өчмәнлик қилиш характерлик һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

косова ислам бирлики (диний ишлар идариси) тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, икки җамәниң түркийә һәмкарлиқ вә корденатсийә идариси тәрипидин ремунт қилип берилгәнлики ипадиләнгән ләвһәләргә кимлики намәлум кишиләрниң ғәлитә нәрсиләрни бойаш арқилиқ зийан салғанлиқи билдүрүлди.

байанатта һуҗумниң қәтий қобул қилишқа болмайдиған йиргинишлик бир қилмиш икәнлики тәкитлинип, «қанун тәрипидин қоғдилиниватқан бу тарихий қиммәткә игә 2 җамәни түркийә һәмкарлиқ вә корденатсийә идариси ремунт  қилип бәргәнликигә һөрмәтсизлик қилғанлиқтур. бу йалғуз һуҗум вә пәскәшләрчә қилмиш болупла қалмастин, өз нөвитидә йәнә һәр даим биздин йаридимини айимай келиватқан дост түркийә хәлқигә нисбәтән нәпрәткә тәшвиқ қилиш харакетригә игә зийанлиқ паалийәттур» дейилди. 

байанатта түркийә һәмкарлиқ вә корденатсийә идарсиниң косовада ишқа ашурған  хизмәтлири учун рәхмәт ейтиш билән биргә намәлум шәхисләр тәрипидин ләвһәгә селинған зийан йүзисидин косова даилириниң қаттиқ азабланғанлиқи билдүрүлди.  дөләтниң тарихий йадикарлиқлириға қилинған һуҗумниң қаттиқ әйибләшкә тегишлик қилмиш икәнлики тәкитлинип, «бу дөлитимиздин һәргизму йардимини айимай келиватқан дост вә шерик бир дөләткә нисбәтән кәмситиш характеригә игә қилмиштур» дейилди.

пириштинадики җамәләрниң ләрһәлиригә қилинған һуҗумға охшаш йәнә бир һуҗум алдинқи ай пириштина университети флологийә факултетитида йүз бәргән иди. 

түркийә диний ишлар идариси мәбләғ чиқирип пайтәхт пириштинада йасатмақчи болған мәркәз җамәгә кимлики намәлум бәзи кишиләр қарши чиқип, факултет тамлириға пирезидент һашим таҗи, пириштина шәһәр башлиқи шипенд аһмәти вә косова диний ишлар  идариси башлиқи наим тернавани һуҗум нишани қилған һалда тәһдит силиш характерлик сөзләрни йезип қойушқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر