америка билән йапонийә шималий корейә тоғрисида келишти

йапонийә баш министири шинзо абе билән америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, шималий корейәниң йүз бәргүси хәвплиригә қарши тәдбирләрни техиму күчәйтиш тоғрисида келишти.

780739
америка билән йапонийә шималий корейә тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп билән йапонийә баш министири шинзо абе телефонда көрүшүп, шималий корейәниң җүмә күнидики баллистик башқурулидиған бомба синиқи тоғрисида сөзләшти.

йапон баш министир телефон сөһбитидин кейин таратқуларға байанат берип, «баллистик башқурулидиған бомба синақ қилған шималий корейәдин қилинғуси һәрқандақ бир тәһдиткә қарши техиму көп чарә – тәдбирләрни йолға қойуш мәсилисидә трамп билән охшаш пикирдимән» деди.

у, русийә вә хитайни өз ичигә алған хәлқара җәмийәтниң бу мәсилигә қарита техиму әстайидил тәдбирләрни йолға қойуп, шималий корейәгә қарита бесимни күчәйтиши керәкликини қәйт қилди.

йапонийә ички кабинети муавин катипи коичи хагиудаму, абе билән трампниң телефон сөһбитидә шималий корейәгә һәрбий мудахилә қилиш мәсилисини муһакимә қилмиғанлиқини билдүрди.

ақсарай тәрипидин елан қилинған бу һәқтики байанатта болса, икки рәһбәрниң шималий корейәниң америка, йапонийә, җәнубий корейә вә башқа дөләтләргә қарита тәһдитиниң барғанчә еғирлишиватқанлиқи тоғрисида һәмпикир икәнлики қәйт қилинди.

йапонийә баш министири шинзо абе, җүмә күни шималий корейәниң йәнә бир баллистик башқурулидиған бомбисини синақ қилғанлиқини, бомбиниң йапонийәниң өзигә хас иқтисадий райони деңиз тәвәликигә чүшкәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر