һиндистанда чақмақ чеқип 11 адәм өлди

һиндистанниң шәрқигә җайлашқан орисса өлкисидә чақмақ чеқиш һадисиси йүз берип, 11 адәм һайатидин айрилди.

780752
һиндистанда чақмақ чеқип 11 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: орисса өлкилик һөкүмәтниң әмәлдари раҗендра панда, бу қетимқи чақмақ чеқиш вәқәсидә 11 адәмниң өлгәнлики, 8 адәмниң йариланғанлиқини билдүрди.

өлгәнләрниң көпинчисиниң шаллиқта ишләватқан деһқанлар икәнликини билдүргән, раҗендра панда, йәнә бир кишиниң йамғурдин қечип астиға киривалған дәрәхкә чақмақ чүшүп өлүп кәткәнликини қәйт қилди.

һиндистанда ийун ейидин буйан давамлишиватқан мәвсум йамғурлирида йүзләрчә киши һайатидин айрилди.

гуҗарат, раҗастан, ассам, уттар прадеш вә башқа бир қатар өлкиләрдә йәнә он миңларчә киши бихәтәр җайларға тарқақлаштурулди.

һиндистанда һәр йили ийун билән сентәбир айлири арисида күчийип кетидиған мәвсум йамғурлири әснасида чақмақ чеқип, нурғун адәм һайатидин айрилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر