һиндистанда пәмидурни топ сетиш орунлири қораллиқ қоғдилишқа башлиди

һиндистанда баһаси икки һәссә өсүп кәткән пәмидур, қораллиқ муһапизәт қилинишқа башлиди.

777202
һиндистанда пәмидурни топ сетиш орунлири қораллиқ қоғдилишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: өткән ай көплигән деһқанлар пәмидурлирини йиғиштуруп болалмай йолларға төкүвәткән пайтәхт йеңи деһлиниң 900 километир җәнубиға җайлашқан мадйа прадеш өлкисидә, нөвәттә пәмидур баһаси бинормал шәкилдә өсүп кетип, шохла оғрилириниң пәйда болушиға сәвәб болди. алақидар тармақлар, мевә – чивә топ тарқитиш орунлиридики пәмидур сетиш орунлириға қораллиқ муһапизәтчиләрни орунлаштурди؛ улар пәмидурлар машиниларға йүклиниватқан җәрйанға хәлқни йеқинлаштурмайду.

шохла мәвсуминиң өтүп кетишкә башлиғанлиқи вә шиддәтлик һөл – йеғинниң мәһсулатларға зийан йәткүзгәнлики түпәйли, пәмидур баһаси алдинқи айға селиштурғанда, икки һәссә ешип 100 рупийә (5 лира әтрапида) гә чиқти.

«İndia Today»  гезитидә елан қилинған бир парчә мақалидә, һиндистанда пийазниң һөкүмәтләрни ағдуруп ташлиғудәк дәриҗидә муһим икәнликини тәкитлигән һалда, пәмидур баһасиниңму һөкүмәткә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر