исираилийә мәсҗиди әқсаниң әтрапиға камера орнатқан

исираилийә һөкүмитиниң мәсҗиди әқсаниң әласбат дәрвазисиниң қаршисидики егз җайларға бихәтәрлик камераси орнатқанлиқи билдүрүлди.

776262
исираилийә мәсҗиди әқсаниң әтрапиға камера орнатқан

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә мәсҗиди әқсаниң әләсбат дәрвазисиниң удулиға бихәтәрлик камераси орнатти. буни өз көзи билән көргән гуваһчиларниң билдүрүшичә, исираилийә һөкүмити әләсбат дәрвазисиниң қаршисидики егиз җайларға бихәтәрлик камераси орнатқан.

исираилийә «2-қанал» телевизийәси мәсҗиди әқсаниң дәрвазилириға қойған тәкшүрүш үскүнилирини, бу үскүниләр сәвәбидин оттуриға чиққан җиддий вәзийәт сәвәбидин еливетиш қарари чиққанлиқини хәвәр қилған иди.

исираилийә һөкүмитиниң тәкшүрүш үскүнилириниң орниға сақчиларниң орунлаштурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән хәвәрдә, қуддус сақчи идарисиниң мудири йорам халеви билән қуддус шәһәр башлиқи нир бәрәкатниң бу тәдбирләрни қоллиғанлиқи билдүрүлгән иди.

пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас мәсҗиди әқсаниң дәрвазилириға електиронлуқ метал тәкшүрүш үскүнилириниң орнитилишиға рухсәт қилалмайдиғанлиқлирини ейтти.

мәһмут аббас ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға җайлашқан рамаллаһта өткүзүлгән «2-нөвәтлик пәләстин алимлири миллий мунбири» дә сөз қилип: «мәсҗиди әқсаниң дәрвазилирида електронлуқ метал тәкшүрүш үскүнлириниң орнитилишиға рухсәт қилалмаймиз, мәсҗиди әқсаға игидарчилиқ қилиш һоқуқи бизгә аит, мәсҗиди әқсани биз көзитишимиз, дәрвазилирида бихәтәрликни биз қоғдишимиз қоғдишимиз лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر