русийәниң украина чеграсиға әскәр йөткигәнлики илгири сүрүлди

украина мудапиә министири николай муҗенко, русийәниң украина чеграсиға үч дивизийә әскәр йөткигәнликини илгири сүрди.

776131
русийәниң украина чеграсиға әскәр йөткигәнлики илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина мудапиә министири николай муҗенко, русийәниң украина чеграсиға үч дивизийә әскәр йөткигәнликини, буларниң һуҗумчи қисим сүпитидә мәшиқ қилдуруп қоралландурулған әскәрләр икәнликини билдүрди.

министир николай муҗенко таратқуларға байанат берип, мәзкур машинилашқан әскәрләрниң туйуқсиз һуҗум қилиш тактикиси бойичә йетиштүрүлгәнликини қәйт қилди.

украина ташқи ишлар министири павло климкинму алдинқи күни байанат берип, русийәниң йеқидин буйан шәрқий украинадики сүркилишни ғәрәзлик һалда улғайтиватқанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر