русийә қаһирәдә сүрийә өктичилири билән келишим түзди

сүрийәниң шәрқий ғутә районида тоқунушмаслиқ саһәси шәкилләндүрүш тоғрисида келишим һасил қилинди.

775774
русийә қаһирәдә сүрийә өктичилири билән келишим түзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мудапиә министирлиқи, москва билән сүрийәлик мөтидил гуруппилар арисида келишим һасил қилинғанлиқини уқтурди؛ русийә хәвәр агентлиқи риа новостиниң русийә мудапиә министирлиқини мәнбә қилип бәргән хәвиригә қариғанда, русийәлик алақидар әмәлдарлар билән сүрийәлик мөтидил өктичиләр мисирниң мурәссәләштүрүши билән қаһирәдә йиғин өткүзүп, дәмәшқниң шәрқий қисмиға җайлашқан шәрқий ғутә районида тоқунушмаслиқ саһәлирини шәкилләндүрүш бойичә келишим имзалиған.

келишим, тоқунушмаслиқ райониниң чегралири, райондики күчләрниң орунлишиш нуқтилири вә салаһийәтлирини мәзмун қилған болуп, шәрқий ғутәгә баридиған тунҗи инсаний йардәм аптомобиллириниңму алдимиздики күнләрдә районға йетип бериш пиланиниму өз ичигә алиду.

май ейида русийә, түркийә вә иран арисида астанида келишим имзалинип, бири шәрқий ғутәдә болуп җәмий төт тоқунушмаслиқ райони тәсис қилиш қарар қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر