«әһрарушшам» билән «һәйәту тәһрирушшам» оттурисидики тоқунуш техиму күчәймәктә

әсәд һөкүмитигә қарши икки қозғилаңчи тәшкилат оттурисидики шиддәтлик тоқунуш түркийә чеграсиғичә кеңәйди.

773906
«әһрарушшам» билән «һәйәту тәһрирушшам» оттурисидики тоқунуш техиму күчәймәктә

 

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә бәшшар әсәд һөкүмитигә қарши «әһрарушшам» (әркин шам / дәмәшқ) билән «һәйәту тәһрирушшам» (дәмәшқ азадлиқ һәйити) тәшкилатлири оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар, түркийәниң җилвәгөзү чегра еғизиниң удулидики бабул һава чегра еғизиғичә кеңәйди.

анадолу агентлиқиниң идлибтә турушлуқ мухбириниң билдүришичә, «әһраруш шам» вә «һәйәт тәһрир шам» тәшкилатлириға тәвә бәзи гуруппилар оттурисида түнүгүн кәчтә тоқунуш йүз бәргән.

«һәйәту тәһрирушшам» тәшкилати чүштин кейин түркийә чеграсиға тәхминән 12 келометир узақлиқтики сармада вә дана наһийәлириниң асаслиқ көп қисми билән икарда райониниң контироллуқини тартип алған.

«әһрарушшам» болса, салкин йезисиниң маһкимә райони, һарим қәләси вә җәбилуз зәвийә районнииң шәрқий қисминиң контироллуқини алқиниға алған.

икки гуруппа оттуриисидики тоқунушлар һатайниң рәйһанли наһийәсидики җилвәгөзү чегра еғизиниң удулиға җайлашқан «әһрарушшам» ниң контироллуқидики бабул һава чегра еғизи әтрапиғичә кеңәйгән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر