бәдәхшандики сәл апити йүзлигән гектар терилғу йәрләрни набут қилди

афғанистанниң шәрқий шималидики бәдәхшан вилайитидә йүз бәргән сәл аптидә 20 кишиниң йаридар болғанлиқи, онлиған өйниң өрүлүп чүшкәнлики билдүрүлмәктә.

769098
бәдәхшандики сәл апити йүзлигән гектар терилғу йәрләрни набут қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң шәрқий шималидики бәдәхшан вилайитидә йүз бәргән сәл апитидә 7 киши һайатидин айрилди.

бәдәхшан парламент әзаси фавзийә кофи бәдәхшанниң шикәй вә наси районида бир қанчә күндин буйан давамлишиватқан шиддәтлик йамғурниң сәл апитини кәлтүрүп чиқарғанлиқини ейтти.

фавзийә кофи сәл апитидә 20 кишиниң йаридар болғанлиқини, онлиған өйниң өрүлүп чүшкәнликини вә йүзлигән гектар терилғу йәрләрниң су астида қалғанлиқини билдүрди.

алақидар мәсуллар сәл апитиниң тәсиригә учриғанларниң җиддий йардәмгә, йемәк – ичмәк вә ичидиған пакиз суға еһтийаҗи барлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر