амирекиниң «C-130» типлиқ һәрбий айропилани чүшүп кәтти

айропиланниң текәнлик вә өсүмлүкләр билән зич қапланған җайға чүшүп кәткәнлики вә 16 кишиниң җәсити тепилғанлиқи билдүрүлди.

768322
амирекиниң «C-130» типлиқ һәрбий айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң миссисипи иштатида деңиз армийә пийадә қисимлириға тәвә икәнлики ениқланған бир һәрбий транспорт айропилани чүшүп кетип, 16 киши өлди.

лефлор районлуқ сақчи мәсули рикий банкис миссисипи иштатиниң делта районида йүз бәргән вәқә һәққидә ахбаратчиларға мәлумат берип, тиранспорт айропиланиниң җексондин 135 келометир узақлиққа чүшүп кәткәнликини билдүрди.

лефлор районлуқ җиддий һаләтләргә тақабил туруш идариси мудири фред рандил болса, айропилан чүшүп кәткән җайда 16 җәсәтниң тепилғанлиқини елан қилди.

миссисипи иштати җиддий һаләтләргә тақабил туруш башқармиси дириктори ле симитсон йәрлик ахбаратларға бәргән байанатида, айропиланниң чексонниң шималидики лефлор/санфилавер райони чеграсидики текәнлик вә өсүмлүкләр билән зич қапланған җайға чүшүп кәткәнликини билдүрди.

деңиз армийә пийадә қисимлири асасән дегүдәк йеқилғу вә башқа нәрсә - керәкләрни йөткәш үчүн ишлитидиған «C-130» типлиқ айропиланлар соғуқ уруш дәвридики «C-130 Herkül» типлиқ айропиланларниң охшаш болмиған бир түри сүпитидә ишләп чиқирилмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر