сиребренитса ирқий қирғинчилиқниң қурбанлири хатириләнди

1995-йили сиребренитсада қәтл қилинған бошнақларни хатириләш мурасими өткүзүлди.

768483
сиребренитса ирқий қирғинчилиқниң қурбанлири хатириләнди

 түркийә авази радийоси хәвири: сиребренитса ирқий қирғинчилиқиниң қурбанлири хатириләнди.

йавропада 2-дунйа урушидин кейин мәйданға кәлгән әң еғир тирагедийә һесаблинидиған вә 8000дин артуқ бошнақ қирғин қилинған сиребренитса ирқий қирғинчилиқниң қурбанлиридин йәнә 71 ниң салаһийити ениқланди.

боснийә - гертсеговинаниң шәрқигә җайлашқан сиребренитсада 1995-йили мәйданға кәлгән ирқий қирғинчилиқта  һайатидин айрилған 71 кишиниң мейити пишин намизидин кейин поточари мазарлиқида чүшүрүлүши билән бу җайдики қурбанларниң сани 6775гә йәтти.

бу йил поточари мазарлиқидики хатириләш мурасимиға түркийәгә вакалитән муавин баш министир нуман курулмуш қатнашти.

куртулмушқа түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т баш мудири ибраһим әрәнму һәмраһ болди.

1995-йили 11-ийулда ратко миладик қоманданлиқидики сирб әскәрлири сиребренитсани ишғал қилғанда, бошнақлар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға қарашлиқ голландийәлик әскәрләрдин йардәм тәләп қилди, бирақ бу бошнақлар сирб әскәрлири қайтуруп берилгәндин кейин қәтл қилинди.

сирблар қәтл қилған 8000дин артуқ бошнақлар колликетп мазарлиқларға көмүветилди.

ирқий қирғинчилиқниң йүз бәргәнликигә 22 йил өткән болсиму, әйни вақитта қәтл қилинған миңдин артуқ қурбанниң җәсити һазирғичә тепилмиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر