әсәд қисимлири қозғилаңчиларға хлор гази билән һуҗум қилди

йүсүф әл бустани: «әсәд қисимлири түзгән һеч бир келишмгә риайә қилип баққини йоқ. буниңдин кейинму риайә қилишини мөлчәрлийәлмәймиз» деди.

766071
әсәд қисимлири қозғилаңчиларға хлор гази билән һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә әсәд қисимлириниң пайтәхт дәмшиқниң шәрқидики җобар мәһәллисидә турушлуқ қозғилаңчиларниң алдинқи фиронтиға хлор гази билән һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди.

җобар сәһийә мәркизидин елан қилинған байанатта, қозғилаңчилардин 10 кишиниң хлор газиниң еғир тәсиригә учриғанлиқи билдүрүлди.

газниң тәсиригә учриған бемарларниң җобар сәһийә мәркизидә балнестқа елинғанлиқи қәйт қилинди.

бу арилиқта шәрқий ғутәдики йәрлик һәмкарлиқ оргини әзаси йүсүф әл бустани, «әсәд қисимлири пат - пат шәрқий ғутә вә җобар мәһәллисидики қозғилаңчилар турушлуқ җайларға хлор гази билән һуҗум қилмақта. һәтта туқунуштин халий район даирисидики җайларғиму һуҗум қилмақта. әсәд қисимлири түзгән һеч бир келишмгә риайә қилип баққини йоқ. буниңдин кейинму риайә қилишини мөлчәрлийәлмәймиз» деди.

йүсүф әл бустани җобардики хлор гази һуҗуминиң тәсиригә учриған бемарларниң әһвалиниң йахши икәнликини, әсәд қисимлириниң дума наһийәсигиму һуҗум қиливатқанлиқини тәкитлди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر