һиндистанда сәл апити йүз бәрди

һиндистанниң шәрқий шималида көрүлгән шиддәтлик һөл – йиғин пәйда қилған сәл апитидә кәм дегәндә 20 адәм һайатидин айрилди.

764962
һиндистанда сәл апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң ассам өлкисидики апәт башқуруш мәркизи байанат берип, дөләтниң шәрқий шималий районлирида күчини көрсәткән мәвсум йамғурлири пәйда қилған сәл апити вә тағ сийрилип чүшүш вәқәлири түпәйли, 400 миң әтрапида адәмниң тарқақлаштурулғанлиқини уқтурди.

һәр йили ийун – сентәбир айлири арисида һиндистанниң көплигән җайлирида мәвсум йамғурлири көп йағидиған болуп, мәзкур һөл – йеғинлар кәлтүрүп чиқарған сәл апити вә ташқинларда көплигән кишиләр һайатидин айрилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر