америка хитайниң икки ширкити билән икки пуқрасини қара тизимликкә киргүзди

америка хәзинә ишлири министирлиқи хитайниң икки ширкити билән икки пуқрасини қара тизимликкә киргүзди.

761744
америка хитайниң икки ширкити билән икки пуқрасини қара тизимликкә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқи икки хитай пуқраси билән икки хитай ширкитини шималий корейәниң йадро қораллири паалийәтлиригә йардәм қилиш билән әйибләп, уларға имбарго қойушни қарар қилди.

министирлиқтин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, шималий корейәниң қирғучи қораллар ишләпчиқириш хизмити елип бериш арқилиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қаидә-пиринспилириға хилаплиқ қилғанлиқи сәвәбидин имбарго қойуш қарар қилинғанлиқи алаһидә әскәртилди.

америкиниң қара тизимликигә киргүзүлгән 4 киши вә орган ичидә дандуң банкиси исимлик бир хитай банкисиниң болушиму алаһидә диққәт тартти.

байанатта бу банкиниң шималий кореийәниң имбарголарниң әксичә хәлқара базарға киришигә вастә болуп бәргәнлики билдүрүлди.

пийоңйаң һакимийитиниң қирғучи қораллар ишләпчиқириш хизмитигә милйонларчә доллар йәткүзүп бәргән бу банкиниң қара пул йуйуш қилмишини садир қилғанлиқиму илгири сүрүлди.

хәзинә ишлири министирлиқиниң имбарго қарари даирисидә хитай банкисиниң америка пул-муамилә системисиға кириши чәкләнди.

байанатта йәнә сун вей вә ли хоңри исимлик икки хитай пуқрасиниң имбарго тизимликигә киргүзүлгән шималий корейә ширкәтлиригә ишлигәнликлири үчүн имбарго тизимликигә киргүзүлгәнликиму билдүрүлди.

байанатта имбарго қойулуши қарар қилинған хитай ширкитиниң далийән хәлқара тиранспорт ширкити (Dalian Global Unity Shipping) икәнлики әскәртилди.

америка хәзинә ишлири министирлиқи тәрипидин имбарго тизимликигә киргүзүлгән шәхс вә органларниң америкидики мал-мүлүклири тоңлитип қойулғандин сирт, америкилиқларниң қара тизимликкә киргүзүлгәнләр билән сода қилишиму чәклиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر