б д т балилар параванлиқ фонди: 5 милйондин артуқ бала җиддий йардәмгә моһтаҗ

б д т балилар параванлиқ фонди, ирақта 5 милйондин артуқ балиниң җиддий йардәмгә моһтаҗ икәнликини билдүрди.

757804
б д т балилар параванлиқ фонди: 5 милйондин артуқ бала җиддий йардәмгә моһтаҗ

түркийә авази радийоси хәвири: б д т  балилар параванлиқ фондиниң йеңи елан қилған доклатида, ирақта зораванлиқ вәқәлири қайтидин башланған 2014 – йилидин буйан балиларниң «айиғи чиқмас зораванлиқ» билән «күчийип бериватқан йоқсуллуқ искәнҗиси» арисиға қисилип қалғанлиқи қәйт қилинди.

доклатта, ирақтики зораванлиқ вәқәлиридә йанвар ейидин буйан 152, йеқинқи үч йилда болса, 1075 балиниң һайатидин айрилғанлиқи؛ йәнә, мушу йилниң дәсләпки йеримида 225, йеқинқи үч йилда болса җәмий 1130 кичик балиниң мейип болуп қалғанлиқи йаки йариланғанлиқи әскәртилди.

б д т  балилар параванлиқ фондиниң «кетидиған җай қалмиди» мавзулуқ мәзкур доклатида, «2014 – йилидин буйан ирақта 4650 бала аилисидин айрилип ташланди йаки игә – чақисиз қалди. 138 мәктәп, 58 дохтурхана һуҗумға учриди. 3 милйондин артуқ бала мунтизим һалда мәктәпкә баралмиған болса, 1 милйон 200 миң бала  мәктәпкә пәқәтла баралмиди» дегәндәк санлиқ мәлуматларға орун берилмиди.

балилар параванлиқ фондини ирақ вәкили петер хавкинс доклат һәққидә тохтилип, «ирақ миқйасидики балилар пүтүнләй вәһимә вә тәсвирлигүсиз зораванлиққа гуваһ болушни давамлаштурмақта. улар йеқинқи тарихниң әң рәһимсиз урушлириниң биридә өлтүрүлди, йариланди, тутуп кетилди вә мәҗбурий өлтүрүшкә мәҗбурланди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر