бамакодики бир алий меһманхана һуҗумға учриди

террорчилар, ғәрбий африқа дөлити малиниң пайтәхти бамакоға йеқин җайдики бир меһманханиға һуҗум қилди.

755234
бамакодики бир алий меһманхана һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: террорчилар, ғәрбий африқа дөлити малиниң пайтәхти бамакоға йеқин җайдики бир меһманханиға һуҗум қилди؛ һуҗумда 2 адәм һайатидин айрилди.

һуҗум бамакониң сиртидики бир алий меһманханида түнүгүн кәчтә мәйданға кәлди. адәттә сайаһәтчиләр чүшидиған меһманханидики һуҗумда, террорчилар 20 кишини гөрүгә еливалди.

мали хәвпсизлик ишлири министири, вәқәдә икки адәмниң һайатидин айрилғанлиқини җәзмләштүрди. министирлиқ әмәлдарлири, гөрүгә еливелинған кишиләрниң аридин бир қанчә саәт өткәндин кейин қойуп берилгәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر