әсәд һакимийити 48 саәтлик уруш тохтитиш елан қилди

бәшшар әсәд һакимийити, сүрийәниң дәра вилайитигә қилиниватқан һуҗумлирини 48 лик тохтатқанлиқини уқтурди.

754814
әсәд һакимийити 48 саәтлик уруш тохтитиш елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә һакимийити мудапиә министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған йазма байанатта, «армийә вә қораллиқ қисим баш қоманданлиқи, дәра наһийәсигә қилиниватқан һәрбий һәрикәтләрниң шәнбә күни саәт 12 дин башлап 48 саәтлик тохтитилғанлиқини уқтуриду» дегән ибариләргә орун берилди.

әсәд һакимийити күчлири 3 – ийундин буйан шәһәрниң өктичиләрниң контроллуқи астидики җайлириға шиддәтлик һуҗум қилмақта иди.

дәра, 4-, 5 – май күнлири қазақистанниң пайтәхти астанадики йиғинида, русийә, түркийә вә иран тәрипидин имзаланған келишимниң роһиға асасән, «тоқунушмаслиқ районлири» ниң қатаридин орун алиду.

америка ташқи ишлар министирлиқи, сүрийә һакимийити билән өктичиләр арисидики 48 саәтлик уруш тохтитиш келишими тоғрисида байанат берип, «бу ишқа билдүрүлгән сөзләргә асасән әмәс, нәтиҗисигә қарап йәкүн чиқиримиз» дегәнләрни қәйт қилди. бу һәқтики йазма байанатта, америкиниң сүрийәниң җәнубидики зораванлиқ вә җиддийликни пәсәйтидиған һәр қандақ ишни хушаллиқ билән қарши алидиғанлиқи әскәртилгән һалда, «америка бир тәрәптин даеш вә әлқаидәгә қарши күрәш қилишни давамлаштурса, йәнә бир тәрәптин сүрийәдики зораванлиқни азайтиш вә йардәмгә моһтаҗларға йардәм йәткүзүп бериш йолидики иҗабий тиришчанлиқлирини давамлаштуриду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر