мариләнд иштати билән вашингтон д с трамп үстидин әрз сунди

мариләнд иштатлиқ һөкүмити билән вашингтон д с һөкүмити пирезидент трампниң конгрәниң тәстиқи болмай туруп, «чәт әл ширкәтлиридин кирим қилғанлиқи» ни илгири сүрүп сотқа әрз сунди.

751805
мариләнд иштати билән вашингтон д с трамп үстидин әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: демократлардин болған вашингтон баш тәптиши билән мариланд иштатиниң баш тәптиши ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, трампниң пирезидентлиққа сайланғандин кейин, сода ишлиридин йирақ турмиғанлиқини вә давамлиқ чәт дөләтләрдин кирим қилғанлиқини илгири сүрүп, сотқа әрз сунди.

һәр икки баш тәптиш трампниң қайтурулған баҗларни елан қилмиғанлиқиниң өзила бир чоң мәсилә икәнликини билдүрди.

вашингтон д с баш тәптиши трампниң пайтәхттики «трамп хәлқара меһманханиси» дин пайдилинип, чәт әл ширкәтлиридин кирим қилғанлиқини, буни конгрәгә мәлум қилмиғанлиқини, шуңа мунасивәтлик қанунларға хилаплиқ қилғанлиқини әскәртти. у мундақ деди: «буниңдин бурун һечқандақ пирезидент асасий қанунниң маддилириға бунчилик һөрмәтсизлик қилмиған иди.»

мариләнд иштатиниң баш тәптиши трампқа четилидиған ширкәтләрниң иштаттики башқа ширкәтләргә нисбәтән «адаләтсиз артуқчилиқ» қа игә болғанлиқини вә буниң алди елиниши керәкликини билдүрди.

ақсарай байанатчиси шан спайсир бу һәқтә тохталғанда, һәр икки баш тәптишниң демократлардин икәнликини, дәваниң асассиз икәнликини вә буниңға мунасивәтлик бир қанчә қетим байанат елан қилғанлиқлирини билдүрди.

спайсир: «бу дәвани йоқ һесаблап, ишимизни қиливеримиз» деди.

пирезидент трамп 2017-йили 20-йанвар вәзипигә олтуруштин бурун барлиқ сода мунасивәтлирини оғуллири башқуридиған бир фондқа өткүзүп беридиғанлиқини елан қилған иди. бирақ, бүгүнгичә трампниң вәдисидә турмиғанлиқи илгири сүрүлүп, айрим-айрим үч қетим әрз сунулди.

федератсийә сотчиси дәваниң давам қилишиға рухсәт қилған тәқдирдә, пирезидент трампниң баҗ талонлириниң бирдин нусхилирини тапшуруши тәләп қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر