германийәдә террорлуқ сигнали

германийәдә террорлуқ һуҗуми йүз бериш еһтималиға даир гуманлар, аманлиқни сақлаш күчлирини һәрхил қарарларни елишқа қистимақта.

745037
германийәдә террорлуқ сигнали

 

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң атақлиқ «Rock am Ring» музика фестивали, террорлуқ һуҗуми йүз бериш еһтимали түпәйлидин тохтитип қойулди. 

германийәниң нурборгриң шәһиридә тәхминән 90 миң киши қатнашқан фестивал өткүзүливатқан мәйдан бекар қилинди.

германийә бойичә әң чоң музика фестивали қатарида санилидиған «Rock am Ring» музика фестивали 1985 – йилидин бери үзлүксиз өткүзүлүп кәлмәктә иди.

аманлиқни сақлаш мәнбәлири террорлуқ һуҗуми йүз беридиғанлиқиға даир конкерт йип учиға игә болғанлиқлирини вә шуңа фестивалниң тохтитилғанлиқини елан қилди.

әнглийәниң манчестер шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗуми сәвәбидин бихәтәрлик тәдбилири әң йуқири сәвийәгә чиқирилған вә 3 күн давамлишидиған фсетивалда 200 нәпәр сақчи вәзипә өтимәктә иди.

фестивалниң давамлиишидиған йаки давамлашмайдиғанлиқи һәққид һеч қандақ мәлумат берилмиди..

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر