хитайда йәнә қуш зукими байқалди

хитайниң шәнши өлкисиниң йүлин шәһиридә тоху фермисида ишләйдиған бир кишидә қуш зукими байқалғанлиқи билдүрүлди.

743867
хитайда йәнә қуш зукими байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: йүлин шәһәрлик сәһийә вә пиланлиқ туғут идариси байқалған қуш зукими тоғрисида мәлумат елан қилди. мәлуматқа асасланғанда, йуқири қизитма вә һөтәл билән дохтурға көрүнгән мәзкур кишидә H7N9 вирусиниң байқалған. бу киши билән учрашқан кишиләрму дәрһал назарәт астиға елинған. буниң билән, шәһәрдә 20 миңдин артуқ қәпәздә байқалған һайванлар қуш зукими гумани билән бир тәрәп қилинған.

хитайда өткән һәптиму сәнши өлкисиниң датоң шәһиридә бир айалда қуш зукими байқалған иди.

хитай мәмликәтлик сәһийә вә пиланлиқ туғут комитетиниң доклатида билдүрүлишичә, бу йил (2017) феврал ейида 61, март ейида 47, апрел ейида 24 киши H7N9 вируси билән өлгән.

2013-йили март ейида хитайда тунҗи қуш зукими байқалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر