русийә палмирадики даеш нишанлириға ақ деңиздики уруш парахотлирдин башқурулидиған бомба атти

русийә ақ деңиздики уруш парахотлиридин пайдилинип сүрийәниң палмира районидики даеш нишанлирини бомбардиман қилди.

742864
русийә палмирадики даеш нишанлириға ақ деңиздики уруш парахотлирдин башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, ақ деңиздики русийә деңиз армийәсиниң адмерал ессен уруш парахоти билән краснодар су асти парахотлириниң палмирадики даеш нишанлириға башқурулидиған бомба атқанлиқини уқтурди.

байанатта, палмирадики даеш нишанлириға башқурулидиған бомба етилидиғанлиқи тоғрисида түркийә, америка қошма иштатлири вә исраилийә армийәлиригә мәхсус қаналлар арқилиқ дәрһал учур берилгәнлики әскәртилди.

байанатқа асасланғанда, палмираниң шәрқидики бомба етилған җайларниң арисида раққәдин йолланған көп санда террорчи билән еғир типлиқ қораллар орунлаштурулған җайларму бар икән.

кремил байанатчиси димитрий песковму русийә мудапиә министири сергей шойгуниң пирезидент виладимир путинға палмирадики ғәлибилик һәрбий һәрикәт тоғрисида доклат бәргәнликини билдүрди вә мәзкур һәрикәтниң түнүгүн кечә ишқа ашурулғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر