ирақниң мусул шәһиридә айалларниң йүзини йөгиши мәний қилинди

мусул шәһириниң даеш террорлуқ тәшкилатидин қутулдурулған районлирида айалларниң рамизан ейи бойичә пәқәт көзлирини очуқ қойуп йүзлирини йөгиши мәний қилинди.

741372
ирақниң мусул шәһиридә айалларниң йүзини йөгиши мәний қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: шәһәрниң бихәтәрлик ишлириға мәсул нинова сақчи идариси байанат берип, чәклиминиң бихәтәрлик тәдбирлири даирисидә йолға қойулғанлиқини уқтурди. байанатта, «даешниң йошурун күчлири» ниң рамизан ейида исламий кийимләрни кийивелип адәм бомба һуҗуми қозғаш мумкинчиликиниң барлиқи тоғрисидики учурларға орун берилди.

нинова сақчи идариси баш мудири генерал васиқ һәмдани, «йеқинқи күнләрдә мусулда булуңға қистилип қалған даеш террорчилири қачмақта. қечиш җәрйанида пайдиланған усул айалларниң қийапитигә кириш, йүзини йөгәш болмақта. биз игилигән бихәтәрлик учурлириға қариғанда, бәзи террорчилар мушу усул билән һәрбий һәрикәтләр мәркәзләштүрүлгән ғәрб тәрәптин һәрбий һәрикәтләр ахирлашқан шәрқ тәрәпкә қечишқа мувәппәқ болған. йүзни йөгәшни мәний қилип, тәдбирләрни күчәйтиш арқилиқ уларниң қечишини пүтүнләй тохтитишни халаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر