гиретсийәдә һөкүмәткә қарши намайишлар күндилик һайатни паләч әһвалға чүшүрүп қойди

гиретсийәдә көпинчиси сақчилардин тәшкил тапқан миңларчә мәмур  һөкүмәтниң иқтисадни қисиш тәдбиригә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.

734762
гиретсийәдә һөкүмәткә қарши намайишлар күндилик һайатни паләч әһвалға чүшүрүп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт атидана маашлириниң кемәйтилишигә қарши намайиш өткүзгән 3 миңдин артуқ сақчиниң намайишиға саһил бихәтәрлик әтрәтлири билән от өчүрүш әтрәтлириму қатнашти.

лозункиларни көтүрүвалған намайишчилар парламент бинасиға йетип берип, парламент бинасиға бесип киришкә урунди, уларниң парламент бинасиға киришигә парламентни қоғдаватқан тәртип сақлиғучи қисимлар йол қоймиди.

башқа җайларда өткүзүлгән намайишлардиму ниқаблиқ бир гурупа парламент бинасиға киришкә урунди һәмдә парламент бинасини қоғдаватқан тәртип сақлиғучи қисимларға һәр хил маддиларни атти.

тәртип сақлиғучи қисимларму намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси арқилиқ мудахилә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر