«америка-русийә мунасивитиниң һазирқи әһвали дунйаға зийанлиқ»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири тилерсон америка-русийә мунасивәтлириниң һазирқи әһвалиниң дунйаға пайдилиқ әмәсликини билдүрди.

732127
«америка-русийә мунасивитиниң һазирқи әһвали дунйаға зийанлиқ»

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири рекс тилерсон  америка-русийә мунасивәтлириниң һазирқи әһвалиниң дунйа вә вашингитонниң мәнпәәтлиригә зийанлиқ икәнликини алаһидә әскәртип өтти.

рекс тилерсон NBC телвизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип мундақ деди: «нурғун кишиниң америка-русийә мунасивәтлириниң һазирқи әһвалиниң пүткүл дунйаға нисбәтән зийанлиқ икәнликини тонуп йәткәнликини ойлаймән. болупму америкилиқларға нисбәтән дөләт бихәтәрликимиз үчүн америка-русийә мунасивәтлириниң һазирқидәк төвән сәвийәдә болуши пайдилиқ әмәс. бу әһвалини өзгәртиш үчүн тиришип бақимиз.»

русийә-америка мунасивәтлириниң һазирқи әһвалини тәрипләш үчүн «нөл сәвийәсигә чүшүп қелиш»ибарисиниң ишлитилишигә қарши икәнликини ейтқан тилерсон сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «нөл сәвийәсгә чүшмәйду, өтмүшни инкар қилип мунасивәтни қайтидин башлаш мумкин әмәс, биз қолимиздики сәһипиләрдин башлаймиз.»

рекс тилерсон «русийәниң бултур 8-нойабирда америкида өткүзүлгән пирезидентлиқ сайламлириға арилашқанлиқиға җәзм қилалайдиғанлиқини», бирақ, русийә-америка мунасивәтлиригә техиму кәң даиридин чиқиш қилип қараш  лазимлиқини илгири сүрди.

өз вақтида америкиниң барак обама башчилиқидики сабиқ һакимийити русийәни америкидики пирезидентлиқ сайламлириға арилишиш  билән әйиблигәниди.

америка авам палатаси билән алий палатасиниң истихбарат органлири һелиһәм русийәниң америкидики пирезидентлиқ сайлимиға арилишип арилашмиғанлиқи үстидә тәкшүрүш елип бармақта.

русийә болса америка истихбарат органлириниң әйибләшлириниң асассиз икәнлики тоғрисида көп қетим байанат елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر