америка билән шималий корейә өзара учришиш өткүзидиған болди

әмма шималий корейәниң әң муһим иттипақдашлиридин бирси болған хитай һөкүмити бу һәқтә һечқандақ мәлумат бәрмиди.

728958
америка билән шималий корейә өзара учришиш өткүзидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка билән шималий корейә мәсуллири йеқиндин буйан корейә йерим арили мәсилисидә йериклишип кәткән мунасиәтләрни музакирилишиш үчүн норвегийәниң пайтәхти ослода учришиш елип баридиған болди.

бу учришиш, авғуст ейида шивейитсарийәнниң җәнвә шәһиридә өткүзүлгән йиғиндин кейинки түнҗи учришиш болиду.

норвегийәниң телевзийә қанили «NRK»ниң хәвиригә көрә, бу икки тәрәп учришишниң ишқа ешишида норвегийә һөкүмити баш рол ойнайдикән.

шималий корейәниң әң муһим иттипақдашлиридин бирси болған хитай һөкүмити болса, америка билән шималий корейә оттурисида ослода өткүзүлиши пиланланған учришиш вә учришишниң вақти һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.

йапонийә телевизийә қанили «Asahi»му америка әлчиханисидики диполоматийә хадимлириниң шималий корейәлик дпломатийә хадимлири билән учришиши пиланланғанлиқини елан қилди.

америка билән шималий корейә оттурисидики мунасивәтләр шималий корейәниң йадролуқ башқурулидиған бомба синақлирини давамлаштурушидин кейин, һәр икки тәрәпниң бир биригә қарши қаттиқ байанатлири билән бирликтә йериклишип кәткән иди.

алдинқи һәптә папа фиранҗисму америка билән шималий корейәниң мәслини музакирилишиш үчүн учунчи бир дөләттә бир йәргә җәм болуши керәклики һәққидә тәклип сунған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر