шималий корейә йәнә бир америкилиқни тутқун қилди

америка қошма иштатлири билән шималий корейә арисидики соғуқчилиқ давам қилмақта؛ шималий корейә йәнә бир америка пуқрасини қолға алғанлиқини уқтурди.

727593
шималий корейә йәнә бир америкилиқни тутқун қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә рәсмий хәвәр агентлиқи, пийоңйаң пән – техника университетида ишләйдиған америка пуқраси ким һак-соңниң дөләткә қарши дүшмәнләрчә позитсийәси түпәйли тутқун қилинғанлиқини, нөвәттә униң җинайәтлириниң тәкшүрүлүватқанлиқини хәвәр қилди.

пийоңйаң даирилири, өткән һәптиму мәзкур университетта дәрс өтүшкә тәклип қилинған әсли корейәлик америка пуқраси ким саң-докниң «дөләтни қалаймиқанлаштуруш үчүн дүшмәнлик қилмиши садир қилиш» билән әйиблинип тутулғанлиқини уқтурғаниди.

йеқинқи икки һәптә ичидә тутқун қилинғанларни қошқанда, шималий корейәдә қамаққа ташланған америка пуқралириниң сани 4 кә йәткән болди.

америка пуқраси 21 йашлиқ университет оқуғучиси отто вармбиер өткән йили йанвар ейида сайаһәт қилиш үчүн барған шималий корейәдә тутқун қилинғандин кейин сотлинип 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

йәнә бир америка пуқраси доң-чул болса, 2015 – йили өзи туғулуп өскән җәнубий корейә үчүн җасуслуқ қилиш билән әйиблинип, шималий корейәдә 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

америка пуқралириниң шималий корейәгә сайаһәткә беришиға рухсәт қилинсиму, вашингтон даирилири пуқралирини шималий корейәгә бармаслиқ тоғрисида агаһландуриду. америка авам палатаси, өткән һәптә шималий корейәгә ембарго йүргүзүлүватқан ембарголарни күчәйтиш тоғрисидики қарар лайиһәсини мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر