меркел германийәниң қош пуқралиқ түзүми тоғрисида тохталди

германийә баш министири ангела меркел, германийәдики түркләргә қош пуқралиқ берилиши керәкликини тәкитлиди.

722964
меркел германийәниң қош пуқралиқ түзүми тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел, омумий сайлам тәшвиқати җәрйанида хәлқ муһим, дәп қарайдиған барлиқ мәсилиләрниң оттуриға қойулидиғанлиқини ейтти. у, пуқралиқ мәсилисиниңму бу даиригә киридиғанлиқини, бирақ буниң әң муһим мәсилә әмәсликини қәйт қилған һалда, «қош паспортқа игә бир түрк, пәқәт германийә пуқрасила болған бир түрккә охшашла германийәгә садиқ болалайду. бу йәрдики муһим нуқта, қайси усул билән кишиләрни турмуш адитимизгә, асасий қанунимизға вә қиммәт – қарашлиримизға имканийәтниң йетишичә тез қайил қилалишимизға бағлиқтур» деди.

түркийәдә 16 – апрелда өткүзүлгән җумһур рәислик һөкүмәт системисини мәзмун қилған асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитидин кейин, германийәдә қош пуқралиқ мәсилиси бәс – муназирә қозғиған, бәзи сийасәтчиләр бу түзүмгә хатимә берилишини тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر