мавзедоңчи коммунистларниң зораванлиқи әвҗ алмақта

һиндистанда мавзедуңчи коммунист исйанчиларниң зораванлиқи барғанчә күчәймәктә.

720062
мавзедоңчи коммунистларниң зораванлиқи әвҗ алмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң атақлиқ тор гезитлиридин «haber7», һиндистандики мавзедуңчи исйанчиларниң зораванлиқиниң барғансери ешип бериватқанлиқини билдүрди. гезит бу һәқтә мунуларни хәвәр қилди.

һиндистанниң чаттисгарли өлкисигә қарашлиқ сукма шәһиридә түнүгүн (24–апрел) мавзедуңчи коммунист исйанчилар билән сақчилар оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди.

мавзедуңчи коммунист қораллиқ күчләр чарлаш елип бериватқан сақчи аптомобилини тузаққа чүшүрүп, оққа тутти.

йүз бәргән тоқунушта, дәсләпки мәлуматларға көрә, 24 сақчи һайатидин айрилип, алтә сақчи йаридар болған.

сақчи мәсули анан чабра байанатида: «һазирғичә 24 сақчи һайатидин айрилди» деди.

өткән айлардиму мавзедуңчи коммунист қораллиқ күчләр сақчиларға һуҗум қилған вә һуҗумда 12 сақчи һайатидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر