дағистанда партлаш йүз бәрди

русийәгә қарашлиқ шималий кавказ җумһурийәтлиридин дағистанда бир мәктәптә мәйданға кәлгән партлашта бир оқуғучи қаза қилди.

719490
дағистанда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дағистан ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, тсумадински райониға җайлашқан бир мәктәпниң компйутер синипида қол бомбиси партлап, 3 еғир, 11 оқуғучи йариланған, йариланған оқуғучилар җиддий қутқузуш бөлүмигә орунлаштурулған.

министирлиқниң әскәртишичә, партлашқа диққәтсиз қорал ишлитиш сәвәб болған болуп, мәктәп мудири шамил абакаров бир оқуғучи мәктәпкә әкәлгән қол бомбисини партлатқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر