иранниң диққити пирезидентлиқ сайлимиға мәркәзләшти

иранниң диққити 19-май өткүзүлидиған вә алтә намзат риқабәтлишидиған пирезидентлиқ сайлимиға мәркәзләшти. сабиқ пирезидент мәһмут әһмәдиниҗадниң намзатлиқи болса, рәт қилинди.

717689
иранниң диққити пирезидентлиқ сайлимиға мәркәзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран сайлам кеңиши пирезидентлиқ кеңиши пирезидентлиқ сайлииға қатнишидиған намзатларни елан қилди. буниңға асасланғанда, сайламға 1600 киши намзат болуш үчүн илтимас сунған болуп, һазирқи пирезидент һасан руһани намзат болған. буниңдин башқа йәнә, руһаниниң биринчи йардәмчиси исһақ җиһангири, һашими рафсанҗани вә муһәммәд һатәми мәзгилидә муавин пирезидент болған мустафа һашими тәба, теһран шәһәр башлиқи муһәммәд бакир галибаф, мәшһәд шәһиридики имам риза түрбә вә күллийәси вәхпиниң башлиқи ибраһим рәис, диний рәһбәр айәтуллаһ әли һаманиийниң пирезидентлиқ мәзгилидә баш мәслиһәтчи болған ислам бирләшмә партийәси мәркизий кеңишиниң башлиқи мустафа мирсәлим қатарлиқ кишиләр намзат болған.

сабиқ пирезидент һамәнийниң наразилиқиға қаримай намзатлиқ илтимаси сунған сабиқ пирезидент мәһмут әһмәдиниҗадниң тәлипи рәт қилинған болди.

сайламда, һәм мөтидилләр һәмдә ислаһатчиларниң қоллишиға еришкән руһаниниң утуп чиқидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر