русийә 3 милйон доллардин артуқ төләм төләйду

йавропа кишилик һоқуқ мәһкмиси русийәниң 2004 – йили беслан шәһиридә көпинчиси нарисидә бала болуп, 331 кши өлгән мәктәпни қоршаш вә дөләт хәвпсизлик күчлириниң мәктәпкә бесип кириши җәрйанида җиддий хаталиқ садир қилғанлиқиға һөкүм қилди.

712185
русийә 3 милйон доллардин артуқ төләм төләйду

үркийә авази радийоси хәвири: русийә  шу қетимқи вәқәдә қаза қилғанлар вә сақ қалғанларниң аилә тавабиатлириға 3 милйон доллардин артуқ төләм төләйду.

BBC ниң хәвәр қилишичә, йавропа кишилик һоқуқ мәһкимиси русийәниң «террорлуқ һуҗуми» йүз бериидиғанлиқи тоғрулуқ ахбарат тапшурувалған болушиға қаримай, «террористларниң йиғилишлириниң алдини елиш үчүн тәдбир қолланмиған» вә «мәктәптики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтимигән» ликигә һөкүм қилған.

мәктәпләр ечилған күни чеченләр көпинчиси балилар болуп, миңдин артуқ кишини васкетбол җазисиға партлатқучларни орунлаштуруп қойған тәнтәрбийә залида гөрүгә еливалғаниди.

мәктәпни қоршивалғанлар русийәниң чеченийәдин әскәр чекиндүрүшини тәләп қиливататти.

үчинчи күнигә қәдәм қойғанда, қоршав русийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң бинаға бесип кириши вә икки қетимлиқ қаттиқ партлаштин кейин ахирлашқаниди.

мәктәпни қоршивалғанлардин пәқәт бирла киши тирик қолға чүшкәниди, гөрүгә еливелинғанлардин сақ қалған кишиләр дөләт хәвпсизлик күчлириниң мәктәпкә бесип кириш җәрйанида адәттин ташқири күч ишләткәнликини илгири сүргәниди.

буниңдин бирқанчә йил илгири йүз бәргән вә русийә давамлиқ тәкшүргән, һайатидин айрилған 331 кишидин 186 сини балилар тәшкил қилидиған вәқә тоғрулуқ русийәлик һечбир әмәлдар җавабкарлиққа тартилмиғаниди.

шу қетимқи вәқәдә қаза қилғанларниң аилә тавабиатлири билән сақ қалғанлар шу қетимқи қоршавни техиму аз кишиниң өлүми билән ахирлаштурушниң мумкин йаки әмәслики үстидә давамлиқ издәнмәктә һәмдә җавабкарларниң тепилишини тәләп қилмақта.

400 дин артуқ киши бу соалларниң җавабини тепиш мәқситидә фирансийәниң страсбург шәһиридики йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисигә илтимас сунғаниди.

қарарға алақидар русийәниң инкаси болса кремил сарийи байанатчиси дмитри песковдин кәлди.

песков йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисниң һөкмигә қарши қануний җәһәттин һәрикәткә өтилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу һөкүмни қобул қилишимиз мумкин әмәс.»

русийә әдлийә министирлиқи даирилириму мәзкур һөкүмни бикар қилдуруш үчүн мунасивәтлик орунларға әрз сунидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر