«америка – хитай мунасивәтлиридә наһайти зор илгириләш һасил қилдуқ»

америка пирезиденти трамп америка – хитай мунасивәтлиридә наһайти зор илгириләш һасил қилғанлиқлирини ейтти.

708493
«америка – хитай мунасивәтлиридә наһайти зор илгириләш һасил қилдуқ»

түркийә авази радийоси хәвири: флоридада хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән көрүшкән трамп, өзигә аит мара лаго муәссәсәсидә ши җинпиңни күтүвалди һәмдә учришишлар һәққидә тохтилип мундақ деди: «америка – хитай мунасивәтлиридә ғайәт зор илгириләшләрни һасил қилдуқ. чоң – чоң  мәсилиләрниңму йеқин кәлгүсидә һәл қилинидиғанлиқиға ишинимән.»

ахбарат васитилириниң шималий корейәгә мунасивәтлик соаллиригә җаваб бәрмигән трамп, бәшшар әсәд һакимийити нишан қилинған башқурулидиған бомба һуҗум тоғрилиқму тохталмиди.

хитай дөләт рәиси ши җинпиң трампниң өзлирини қизғин күтүвалғанлиқидин толиму хурсән икәнликини билдүрүп мундақ деди: «учришишларда, хитай – америка мунасивәтлирини техиму чоңқурлаштуруш үчүн кәң даирилик сөһбәт елип бардуқ. икки тәрәплик, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә һәр икки дөләтниң тарихий мәсулийәтлири даирисидә һәрикәт қилидиғанлиқиға ишинимән.»

ши җинпиң америкиниң сүрийәгә қилған башқурулидиған бомба һуҗуми тоғрулуқ тохталмиди.

йәнә бир тәрәптин, трампниң америка һәйити билән хитай һәйити қатнишидиған кәчлик тамақ зийапитидин кейинла ши җинпиңға америкиниң сүрийәгә қилған башқурулидиған бомба һуҗуми тоғрулуқ мәлумат беридиғанлиқи қәйт қилинди.

трамп сайлам сәвәрпәрлики җәрйанида икки дөләт оттурисидики сода вә иқтисадий мунасивәтләрниң америкиға зийанлиқ һаләттә давамлашқанлиқини, шуңа, пирезидент болған тәқдирдә буниңға хатимә беридиғанлиқини ейтқаниди.

пүткүл хәлқара җамаәтчиликниң нәзири трамп һөкүмитиниң бейҗиң билән иқтисадий мунасивәтләрни қандақ тәрәққий қилдуруши вә ши җинпиңниң зийаритиниң икки дөләт мунасивәтлиригә қандақ тәсир көрситишигә мәркәзләшмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر