трампниң пәрманлири америка иқтисадиға еғир зийан йәткүзүши мумкин

доналд трампниң арқа-арқидин чиқарған пәрманлири америка иқтисадиға икки йил ичидә 18 милйард доллар зийан йәткүзүши мөлчәрләнмәктә.

702279
трампниң пәрманлири америка иқтисадиға еғир зийан йәткүзүши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң көчмәнлик вә електронлуқ үскүниләрни чәкләш пәрманлириниң америка иқтисадиға икки йил ичидә тәхминән 18 милйард доллар зийан йәткүзүши мөлчәрләнмәктә.

америкидики сайаһәт иқтисадий мәслиһәт ширкити бу йил америкини зийарәт қилидиған сайаһәтчиләрниң санида пирезидент доналд трампниң пәрманлири сәвәбидин 4 милйон 300 миң кишилик төвәнләш көрүлидиғанлиқини мөлчәрливатқанлиқлирини билдүрди.

чәт әллик сайаһәтчиларниң санидики төвәнләшниң америкиниң бу йилқи киримиға 7 милйард 400 милйон доллар аз кирим киришигә сәвәб болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

бу ширкәтниң 2018-йилдики лайиһәлири доналд трампниң пәрманлириниң тәсириниң вақитлиқ болмайдиғанлиқидин бишарәт бәрмәктә.

доналд трамп һакимийити чиқарған пәрманлар иҗра қилинған тәқдирдә, америкини келәр йили 6 милйон 300 миң аз сайаһәтчиниң сайаһәт қилидиғанлиқи вә сайаһәт киримлириниң 10 милйард 800 милйон доллар төвәнләйдиғанлиқи тәхмин қилинмақта.  

доналд трампниң пәрманлириниң икки йил ичидә 18 милйард доллар аз кирим болушиға сәвәб болидиғанлиқини билдүргән иқтисадий сайаһәт мәслиһәт ширкитиниң башлиқи адам сейкис мундақ деди: « дипломатийә, сода, чегра контроллуқи, виза сийасәтлиригә охшаш нурғун саһәдә ташланған қәдәмләр чәт әллик сайаһәтчиләрни америкидин совутуп қойиду.»

доналд трампниң бу йил 27-йанварда чиқарған тунҗи пәрмани нопусиниң көп қисми мусулман болған сүрийә, ирақ, иран, йәмән, ливийә, судан вә сомали қатарлиқ дөләтләрниң пуқралириниң 3 ай америкиға киришини чәкләшни мәзмун қилиду. буниңдин башқа мусапир қобул қилиш пирограммисиму 4 ай тохтитип қойулған болуп,  сүрийәлик мусапирларниң иккинчи бир йолйуруқ чүшкүчә америкиға қобул қилиниши тамамән тохтитлди.

вашингитон иштати федратип сотчи җеймис роберт 3-февралда доналд трампниң виза чәклмисигә мунасивәтлик пәрманини тохтитип қойди, бу ишқа қарита доналд трамп һөкүмити алий сотқа әрз қилип илтимас сунған болсиму, алий сот илтимасни рәт қилди.

доналд трамп 6-мартта чиқарған йәнә бир виза чәкләш пәрманидин ирақ чиқириветилди,  лекин қалған 6 дөләтниң исмини шу пети қалди.

16-мартта йолға қойулмақчи болған бу йеңи пәрманни 15-мартта вақитлиқ тохтитип қойған һавай федратип сотчиси деррек вастон, түнүгүн  йәнә иккинчи қетимлиқ сот қарариғичә пәрманниң  күчкә игә икәнликини билдүрди. 

доналд трамп һакимийити бу йил 21-мартта  8 дөләттики 10 айродурумдин бивастә америкиға қатнайдиған айропиланларға чоңлуқи йанфондин чоң болған електронлуқ үскүнилирини елишни чәкләшни мәзмун қилған йәнә бир пәрманни чиқарди.

қаһирә, амман, кувәйт, казабланка, доха, рийад, җиддә, әбу зәби, дубәй вә истанбул қатарлиқ чоң шәһәрләрдин америкиға бивастә  қатнайдиған айропиланларға қойулған чәклиминиң  һәр күни 50дәк айропилан сәпириниң оңушлуқ елип берилишиға тәсир көрситиватқанлиқи билдүрүлди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر