әнглийә парламенти лондон – әнқәрә мунасивәтлири һәққидә доклат елан қилди

әнглийә парламентиниң төвән қанити һесаблинидиған авам палатаси ташқи ишлар комитети түркийә – әнглийә мунасивәтлири һәққидә доклат елан қилди.

699068
әнглийә парламенти лондон – әнқәрә мунасивәтлири һәққидә доклат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – әнглийә оттурисида истиратегийәлик һәмкарлиқ орнитилишиниң зөрүрлүки тәкитләнгән 79 бәтлик доклатта, сода, дөләт мудапиәси санаити вә бихәтәрлик саһәлиридики икки тәрәп мунасивәтлириниң әһмийити оттуриға қойулди, түркийәниң наһайти зор әһмийәткә игә районлуқ күч икәнлики, чиқиридиған қарарлириниң районниң тәқдирини бәлгиләйдиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийәниң террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш вә мусапирлар мәсилисидә отнаватқан ролиниң наһайти зорлуқи тәкитләнгән доклатта, районда муқимлиқни ишқа ашуруштиму һалқилиқ дөләт икәнлики әскәртилди.

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушиғиму орун берилгән доклатта, бу вәқәниң дөләтниң демократийәсини нишан қилғанлиқи, әнглийәниң бу һәқтә түркийәни қоллишиниң тоғра икәнлики қәйт қилинди.

түркийә – әнглийә мунасивәтлиригә орун берилгән, әнглийә һөкүмити түркийә билән болған мунасивәтлирини күчәйтишкә чақириқ қилинған доклат үчүн бултур ийул ейида хизмәт ишлинишкә башлиғаниди.

әнглийә һөкүмитигә нисбәтән тәвсийә һесаблинидиған доклат тәййарлиништин бурун комитет әзалири түркийәдә зийарәт вә учришишларда болғаниди.

бу даиридә җумһур рәис әрдоған, баш министир йилдирим вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йанвар ейида комитет башлиқи криспин блант вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни қобул қилинғаниди.

игилинишичә, доклат, комитетниң түркийә зийаритидин сирт йәнә, лондонда мәлум шәхсләр билән сөһбәт елип берилғандин кейин тәййарланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر