чечинийәдә қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

русийә федератсийәсигә қарашлиқ чечинийәниң наурискайа районида русийә әскәрлири билән бир түркүм қораллиқлар арисида тоқунуш йүз бәрди

698366
чечинийәдә қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәсигә қарашлиқ чечинийәдә хәвпсизлик күчлири билән қораллиқлар арисида тоқунуш йүз берип, 6 әскәр өлди.

тас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, наурискайа районида бир гуруппа қораллиқлар, йерим кечидә еғирлишип кәткән туманлиқ һавадин пайдилинип һәрбий қисимлар туруватқан җайға соқунуп киришкә урунуватқан пәйттә байқилип қалғандин кейин мәйданға кәлгән тоқунушта 6 әскәр өлди, 3 әскәр йариланди.

тоқунуш нәтиҗисидә, һәрбий қисим туруватқан җайға соқунуп киришкә урунған қораллиқ 6 кишиниң һәммисиниң уҗуқтурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر