һумустин йүзләрчә мусапир тарқақлаштурулди

сүрийәдә һакимийәт күчлириниң муһасириси астидики һумусниң мәркизигә җайлашқан ваәр наһийәсидин тарқақлаштурулған 1354 пуқра җәраблустики чедир шәһәргә йетип кәлди.

694906
һумустин йүзләрчә мусапир тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн чүштә ваәр наһийәсидин қозғилип бүгүн әтигән һәләбниң баб наһийәсигә йетип кәлгән 32 аптобус, у йәрдин җәраблусқа кәтти.

түркийә җумһурийити баш министирлиқ мәһкимиси апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш башқармиси тәрипидин җәраблусқа қарашлиқ амәрнә йезисида тикилгән чедирларға орунлаштурулған пуқраларниң дәсләпки қәдәмдики асаслиқ еһтийаҗлири қамдалди.

баш министирлиқ мәһкимиси апәт вә җиддий әһвалларни бир тәрәп қилиш башқармисиниң ғазиантәп вилайәтлик шөбиси мудири синан атакан анадолу агентлиқи мухбириға байанат берип, 12 миң метир җайға 306 аилә үчүн 230 чедир тиккәнликлирини билдүрди.

башқа пуқраларниң келип қелиш еһтималлиқини нәзәрдә тутуп, бир бир йәргә йәнә 100 чедир тиккәнликлирини әскәрткән атакан сөзини давамлаштуруп, «кәлгән аилиләргә алақидар пүткүл тәййарлиқлиримизни тамамлидуқ вә чедирлиримизни тиктуқ. чедирлиримизға кариват вә йотқан – көрпиләрни қойдуқ. һәр бир аилигә бирдин ашхана вә бир йүрүштин тазилиқ буйумлири бәрдуқ. булар билән бирликтә һәр хил әшйаларму тарқитип берилди. йәнә, сәһийә хадимлиримиз балиларниң ваксинилирини урмақта. кесәл вә йаридарлар дохтурханиларға йолланди» дегәнләрни қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر