америка ташқи ишлар министири түркийәгә келиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон 30 – март күни түркийәгә келидиғанлиқини ейтти.

693319
америка ташқи ишлар министири түркийәгә келиду

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу хусусий бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, америкидин түркийәгә йеқинда алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидә зийарәт елип берилип-берилмайдиғанлиқиға мунасивәтлик соалға җаваб бәргәндә, тилирсинниң 30 – март күни түркийәгә келишни халайдиғанлиқини әскәртти.

өзиниңму кәспдишиға әнқәрәдә зийарәттә болушини қизғин қарши алидиғанлиқлирини ейтқанлиқини қәйт қилған чавушоғлу, «меһман қилишни халайдиғанлиқимизни америкилиқ министирға ейттим, бу һәқтә җумһур рәис алийлириғиму, баш министиримизғиму мәлумат бәрдуқ, вақти йар бәрсә җумһур рәисимиз тилирсинни қобул қилиду, күтүлмигән өзгириш йүз бәрмисә тилирсин 30 – март күни түркийәгә келиду» деди.

у йәнә, 16 – апрел күни өткүзүлидиған реферандумдин кейин, пәвқуладдә әһвал йүз бәрмисә җумһур рәис әрдоған билән америка пирезиденти трампниң йүзтуранә көрүшидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر