б д т балилар параванлиқ фонди: сүрийәдә балилар мисли көрүлмигән зораванлиқларға дучар болмақта

б д т балилар параванлиқ фонди, сүрийәлик балиларниң һәр хил қисмәтлиригә даир санлиқ мәлуматларни җамаәтчилик билән ортақлашти.

689986
б д т балилар параванлиқ фонди: сүрийәдә балилар мисли көрүлмигән зораванлиқларға дучар болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: б д т балилар параванлиқ фонди, сүрийәдә әң көп балилар өлүп кетиш һадисисиниң 2016 – йили көрүлгәнликини, өткән йили кәм дегәндиму 652 балиниң һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

б д т  балилар параванлиқ фондиниң әң йеңи доклатиға қариғанда, өткән йили сүрийәдә балилар «мисли көрүлмигән» зораванлиқ қилиш вә һоқуқиниң дәпсәндә қилишиға учриди. доклатта, 255 балиларниң мәктәптә һайатидин айрилғанлиқи, 7 йашлиқ балиларни өз ичигә алған 850 дин артуқ балиниң урушқа, адәм бомба һуҗумчиси болушқа, қаравуллуқ қилишқа һәтта җаллатлиқ қилишқа мәҗбурланғанлиқи қәйт қилинди.

б д т балилар параванлиқ фондиниң оттура шәрқ вә шималий африқиға мәсул байанатчиси җулитте тума бу қетимқи доклат тоғрисида байанат берип, сүрийәдики балилар шараитиниң әң начар басқучқа йәткәнликини, балиларниң паҗиәниң гирвикигә иттирилгәнликини билдүрди.

сүрийәдә дохтурханилар вә сәһийә хизмәтчилириниң кәм дегән 338 қетим һуҗумға учриғанлиқи қәйт қилинған доклатта, бомба, оқ йаки партлашлардин қутулуп қалған балиларниң давалашқа болидиған кесәлликлири давалаш имканийитигә еришәлмигәнлики үчүн, җимҗитқина һайатқа көзлирини йумғанлиқи әскәртилди.

доклатта, муһасирә астида 280 миң, бериш қийин районларда болса, 2 милйон 800 миң балиниң инсаний йардәмдин мәһрум қеливатқанлиқи қәйт қилинди.

доклатта көрситилишичә, мәктәпләрниң үчтин бириниң гүмүрүлүп чүшкән, панаһлиниш орни қилинған йаки һәрбий ишлар үчүн ишлитилгән сүрийәдә 2 милйон бала оқуш һайатидин мәһрум икән.

сүрийәдә ички уруш башланған 2011 – йилидин буйан 6 милйон бала инсаний йардәмләр сайисида һайатта қалмақта, 2 милйон 300 миңдин артуқ бал болса, түркийә, ливан, ийорданийә, мисир вә ирақта мусапирлар салаһийитидә йашимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر