ийорданийә исраилийәниң әзан чәклимиси тоғрисида байанат елан қилди

ийорданийә, әзанни мәний қилиш қанун тәклипиниң, исраилийә парламентиниң биринчи қетимлиқ авазға қойуштила қобул қилинишиниң «тинчлиқ келишимигә зит» икәнликини уқтурди.

687994
ийорданийә исраилийәниң әзан чәклимиси тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийәниң медийаға мәсул дөләт министири вә һөкүмәт байанатчиси муһәммәд әлмумани йазма байанат елан қилип, тинчлиқ келишиминиң 7 – маддисиниң иккинчи бөлүмидә, «исраилийәниң қуддустики исламниң муқәддәс қиммәт – қарашлирини муһапизәт қилиш даирисидә ийорданийәниң алаһидә ролиға һөрмәт қилиши» ни мәзмун қилған бир ибариниң барлиқини қәйт қилған һалда, «әзанни чәкләш қанун лайиһәсиниң авазға қойулуши тинчлиқ келишимигә зит» дегән ибариләрни ишләтти.

исраилийә билән ийорданийә арисида 1994 – йили 26 – өктәбирдә арәбә вадисида имзаланған ийорданийә – исраилийә тинчлиқ келишиминиң роһиға асасән, мәсҗиди әқса вә қуддустики фондилар (вәқпиләр), ийорданийә фондилар, муқәддәс маканлар вә исламий ишлар министирлиқиға қарашлиқ қуддус фондилар башқармисиниң һимайисигә тапшурулғаниди.

ийорданийә падишаһи абдуллаһ билән пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, 2014 – йили мартта ийорданийә «қуддусни вә муқәддәс маканларни муһапизәт қилиш һоқуқи» ни өткүзүп беридиған бир келишим имзалиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر