һавай иштати трампниң пәрманиға қарши сотқа әрз суниду

америкиниң һавай иштати пирезидент доналд трампниң алтә мусулман дөләт пуқралириға виза чәклимиси қойғанлиқи үстидин федератсийә сотиға әрз қилиду.

686952
һавай иштати трампниң пәрманиға қарши сотқа әрз суниду

түркийә авази радийоси хәвири: һавай иштатидики адвокатлар пирезидент доналд трампниң нопусиниң көп қисмини мусулманлар игиләйдиған алтә дөләт пуқралириға қойулған виза чәклимисини әмәлдин қалдуруш үчүн, федератсийә сотиға илтимас сунушқа тәййарлиниватқанлиқлирини елан қилди.

с н н (CNN) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилған һавай иштатиниң адвокатлиридин нел катйал йеңидин имзаланған пирезидент пәрманиниң конисиға қариғанда аз кишигә тәсир көрситидиғанлиқидин хатирҗәм болушни халайдиғанлиқини билдүрүп: «йеңи йолға қойулған виза бәлгилимисиниң конисидикигә охшаш асасий қанунға зит мәсилилири бар» деди.

һавай иштати бүгүн (8-март) бу тоғрида федератсийә сот мәһкимисигә рәсмий әрз суниду.

ақсарай елан қилған пирезидент доналд трамп имзалиған йеңи виза чәклимисигә мунасивәтлик байанатта, виза чәклимиси қойулған дөләтләрниң иран, сүрийә, сомали, судан, йәмән вә ливийә қатарлиқ дөләтләр икәнлики, ирақниң тизимликтин чиқирилғанлиқи әскәртилгән иди. буниңдин башқа байанатта йәнә, америкиниң төт ай бойичә һечқандақ дөләттин мусапир қобул қилмайдиғанлиқиму қәйт қилинған иди.

пирезидент доналд трамп имзалиған йеңи виза бәлгилимиси 2017-йил 16-марттин башлап рәсмий иҗра қилиниду.

доналд трамп виза чәклимиси йолға қойулидиған тунҗи пирезидент пәрманиға 2017-йил 27-йанвар имза қойған иди. мәзкур пәрман имзаланғандин кейин, вашингтон иштатидики сотчи җеймес роберт йәттә мусулман дөләтниң пуқралириға қарита йолға қойулған виза чәклимисини вақитлиқ тохтитиш тоғрисида һөкүм чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر