рус вә сүрийәлик өктичи һәйәтләр бир йәргә җәм болди

шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә давамлишиватқан сүрийә киризисини һәл қилиш нишан қилинған учришишларда рус вә сүрийәлик өктичи һәйәтләр бир йәргә җәм болди.

682955
рус вә сүрийәлик өктичи һәйәтләр бир йәргә җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә һәйитигә русийә муавин ташқи ишлар министири геннади гатилов рийасәтчилик қилди.

учришиштин кейин русийә таратқулириға байанат бәргән галитов, «җәнвәдики сүрийә музакирилири астанада чақирилғуси учришишларниң нәтиҗисигә қарап 20 – мартта давамлишиши мумкин» деди.

галитов русийәниң тоқунушуватқан тәрәпләр оттурисида биваситә музакириләрниң башлинишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти.

музакириләрниң 7 – күни өктичиләр билән иккинчи қетим көрүшкән бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийә алаһидә вәкили стаффан де мистураму учришишларниң нөвәттики тәрәққийатидин хурсән икәнликини қәйт қилди һәмдә күтүлмигәндә кәч тәрәпләрдә өктичиләр қеливатқан меһманханиға берип, насир әлһәрири башчилиқидики өктичиләр һәйити билән көрүшти.

учришиштин кейин байанат елан қилған мистура, күнтәртиптики барлиқ мәсилиләрни чөридигән һалда сөһбәт елип барғанлиқлирини, өктичиләрниң сөһбәт җәрйанидики позитсийәси вә мәсилиләргә болған қаришиға йуқири баһа беридиғанлиқлирини қәйт қилди.

мистураниң бәшшар җәфәри башчилиқидики сүрийә һөкүмити һәйити биләнму бир йәргә җәм болуши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر