украина билән русийә арисидики «паспорт» соғуқчилиқи барғанчә еғирлашмақта

украина пирезиденти петро порошенко, русийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң күчәйтилишини тәләп қилди.

677665
украина билән русийә арисидики «паспорт» соғуқчилиқи барғанчә еғирлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти петро порошенко, русийәниң дөләтниң шәрқидики бөлгүнчиләрниң паспорт, туғут вә өлүм испати дегәндәк һәр хил һөҗҗәтлирини етирап қилишиға қарши русийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң күчәйтилишини тәләп қилди.

петро порошенко, йавропа иттипақи комитетиниң инсаний йардәм вә киризис башқурушқа мәсул комиссари хиристос стилйанидес билән көрүшти. миниски келишимигә изчил һалда хилаплиқ қилиниватқанлиқини билдүргән украина пирезиденти порошенко, хәлқара қанун бойичә, бөлгүнчиләр бәргән һөҗҗәтләрни етирап қилишниң мәзкур қанунсиз гуруппиниму етирап қилиш дегәнлик болидиғанлиқини әскәртти.

петро порошенко, русийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң еғирлаштурулушини тәләп қилди.

русийә пирезиденти виладимир путин, һәптә ахирида украинаниң шәрқигә җайлашқан бөлгүнчиләрниң контроллуқи астидики донбас районида йашайдиғанларниң паспорт, туғут вә өлүм испати дегәндәк һәр хил һөҗҗәтлириниң русийәдә етирап қилинишини мәзмун қилған бир қарарнамәни имзалиғаниди.

кремил байанатчиси димитрий песков, қарарнамәниң миниски келишимигә хилап әмәсликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر