хитай йәнә дунйа бойичә сүрити әң тез компийутер йасап чиқидиғанлиқини җакарлиди

хитай тийәнҗиндики дөләтлик дәриҗидин ташқири компийутерлар мәркизидә тийәнхе-3 намлиқ сүрити әң тез компийутер йасап чиқидиғанлиқини җакарлиди.

675942
хитай йәнә дунйа бойичә сүрити әң тез компийутер йасап чиқидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай бултур дунйа бойичә сүрити әң тез компийутер бекитилгән шентәй тәйхуҗигуаң (sunway taıhuliht) қариғанда,  сүрити 10 һәссә техиму тез болған дәриҗидин ташқири компийутер йасап чиқидиғанлиқини җакарлиди.

«хитай күндилик гезити»ниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, тийәнҗиндики дөләтлик дәриҗидин ташқири компийутерлар мәркизидә ишләпчиқирилишқа башлиған дәриҗидин ташқири компийутернниң әсли шәкли келәр йилниң бешида тамамлинидиған болуп, 2020-йилдин илгири толуқ хизмәткә кириштүрүлиду.

тийәнхе-3 намлиқ бу компийутер бир секунтта бир кентилйун иш қилиш алаһидиликкә игә.

илмий тәтқиқатларда муһим рол ойнайдиған дәриҗидин ташқири компийутер тийәнхе-3ниң,  йәр тәврәш тәқлидлири қилиштин сирт, йуқумлуқ кесәлликләрниң алдини елишта актип рол ойнайдиғанлиқи билдүрүлди.

шентәй тәйхуҗигуаң бултур ийунниң бешида йасалған дәриҗидин ташқири компийутерлар ичидә, бир секнутта 125436 петафлоп иш  қилиш алаһидилики билән 6 қетим дунйа бойичә әң тез сүрәтлик компийутер бекитилгән йәнә бир хитайда ишләпчиқирилған тийәнхе-2 намлиқ компийутерни арқида қалдуруп биринчи болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر