белгийә мәһкимиси қачқун террорчи фәхрийә әрдални қамақ җазасиға һөкүм қилди

белгийә браги еғир җаза мәһкимиси, қачақ һалитидә сотланған DHKP-C террорлуқ тәшкилати әзаси фәхрийә әрдал үстидин һөкүм елан қилди.

676010
белгийә мәһкимиси қачқун террорчи фәхрийә әрдални қамақ җазасиға һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийә браги еғир җаза мәһкимиси, қачақ һалитидә сотланған DHKP-C террорлуқ тәшкилати әзаси фәхрийә әрдалға түркийәдә садир қилған җинайәтлири йүзисидин 15 йиллиқ қамақ җазаси вә 10 йил бойичә сийасий вә мәмурий һәқ – һоқулиридин мәһрум қилиш җазаси бәрди.

1996 – йили сода – санаәтчи өздәмир сабанҗи суйиқәстигә арилашқандин кейин чәт әлгә қачқан фәхрийә әрдал, 1999 – йили йалған паспорт билән белгийәдә қолға чүшүп қелип сотланған, бирақ, кейинчә бир өйдә нәзәрбәнд астида туруватқан мәзгилдә қечип кәткәниди.

өзи йоқ һаләттә сотланған әрдалниң қәйәрдә икәнлики намәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر